исраилийә 36-дивизийәсини ғәззәдин чекиндүридиғанлиқини елан қилди

исраилийә армийәси 36-дивизийәсини 7-өктәбирдин буйан һуҗум қилишни давамлаштуруватқан ишғалийити астидики ғәззәдин чекиндүрүдиғанлиқини елан қилди.

2089185
исраилийә 36-дивизийәсини ғәззәдин чекиндүридиғанлиқини  елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси радийосида байанат елан қилип, 3 дивизийәниң ғәззәдики «җәң»ни давамлаштуридиғанлиқини, 36-дивизийәниң чекиндүрүлидиғанлиқи уқтурди.

исраилийә армийәси 12-айниң 31-күнидики байанатидиму, ғәззәдин 551-запас биригада, 14-биригада вә үч мәшиқ биригадасини чекиндүрүдиғанлиқини елан қилғаниди.

исраилийәниң «валла» хәвәрләр тори билән исраилийә 12-қанили, 12-айниң 21-күни ғәззәдә еғир талапәткә учриған голани биригадаси әскәрлириниң «арам елиш үчүн ғәззәдин чекингәнлики»ни елан қилғаниди.

ундин башқа, исраилийә дөләт телевизийәси  — кан 4-йанвардики хәвиридә, армийәниң ғәззәниң бәзи районлиридики кичик һәрбий күчләр билән болған урушниң үчинчи басқучқа киргәнликини илгири сүргәниди.

әмма, исраилийә армийәси үчинчи басқучқа өткәнлики тоғрисида рәсмий байанат елан қилмиди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси ғәззәгә қарши уруш айропиланлирини ишқа селип «төмүр қиличлар» һәрикити ташлиғанлиқини елан қилғаниди.

икки тәрәпниң күнсери кәскинлишиватқан тоқунушлири җәрйанида, 24 миңдин артуқ пәләстинлик һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر