хитай тәйвәндики сайламға министир сәвийәсидә инкас қайтурди

хитай ташқи ишлар министири ваң йи: «тәйвән һечқан дөләт болуп бақмиди. өтмүштиму дөләт әмәс иди, буниңдин кейинму болмайду» деди.

2088572
хитай тәйвәндики сайламға министир сәвийәсидә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи мисир пайтәхти қаһирәдә мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри билән көрүшти.

у көрүшүштин кейин, өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, тәйвәнниң хитайниң айрилмас бир парчиси икәнликини, тәйвәнниң һечқанчан мустәқил дөләт болмайдиғанлиқини, шуңа келәчәктә хитайға қайтип келидиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«тәйвән һечқачан дөләт болуп бақмиди, өтмүштиму дөләт әмәс иди, буниңдин кейинму болмайду.»

тәйвәндә шәнбә күни (13-йанвар) пирезидентлиқ сайлими өткүзүлгән болуп, демократийәни илгири сүрүш партийәсиниң намзати ләйчиң де сайламда утуп чиққан иди. мустәқиллиқини қоллайдиған партийәниң йеқинқи йиллардики хитай билән болған йирикчилики йуқири пәллигә чиққан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر