америка билән әнглийә һусийларниң нуқтилирини бомбардиман қилди

америка вә әнглийәниң айропиланлири йәмәнниң бир қанчә шәһиридики бәзи нуқтиларни бомбардиман қилди.

2087854
америка билән әнглийә һусийларниң нуқтилирини бомбардиман қилди
rishi sunak.jpg
abd savaş uçağı

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән мәтбуатлиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, америка вә әнглийәниң һәрбий айропиланлири түнүгүн кечә (11-йанвар9 пайтәхт санаа, һудәйдә вә таиз шәһәрлиридә бәзи нуқтиларни бомбардиман қилған.

америка пирезиденти җо байдин қизил деңиздд һуҗумлирини давамлаштуруватқан һусийларни нишан қилған һава бомбардимани тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у: «бүгүн пәрманим бойичә америка һәрбий қисимлири әнглийә қисимлири билән бирликтә австиралийә, бәһрәйн, канада вә голландийәниң қоллиши астида һусий исйанчилириниң бәзи нуқтилирини бомбардиман қилди» деди.

у һусийларниң 9-йанвар (2024) америка парахотлириға қилған бир қатар һуҗумлириға, хәлқаралиқ бирләшмә қисим билән җаваб қайтурулғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«йәмәндики бомбардиманлар, америка вә иттипақдашлириниң дунйадики әң муһим сода линйәлиридин биридә сәпәр әркинликиниң хәтәргә иттирилишигә вә пуқралиримизниң һуҗум нишани қилинишиға қарап турмайдиғанлиқиниң испати. зөрүр теплғанда, буниңдин кейинму қаттиқ тәдбирләрни йолға қойушта иккиләнмәймиз.»

әнглийә баш вәзири риши сунакму йазма байанат елан қилип, һусийларниң хәлқаралиқ җәмийәтниң бир қанчә қетим агаһландурушлириға қаримай, қизил деңизда америка билән әнглийәниң һәрбий парахотлириға һуҗум қилғанлиқини хатириләтти.

у мундақ деди:

«буни қобул қилғили болмайду. әнглийә һәр қачан сәпәр қилиш әркинликини вә содиниң әркин болушини қоғдайду. бу сәвәбтин, һусийларға зәрбә бериш вә дунйа деңиз қатнаш-тирансипортини қоғдаш мәқситидә, америка билән бирликтә голландийә, канада вә бәһрәйнниң қоллиши астида һусийларниң һуҗумлириға четилидиған нишанларни өзимизни қоғдаш һоқуқимиз рамкисида, чәклик, зөрүр вә тәңпуң шәкилдә бомбардиман қилдуқ.»

америка дөләт мудапиә минстири остин һусийларниң учқулири, башқурулидиған бомба, радар вә көзитиш системилириниң бомбардиман қилинғанлиқини билдүрди.

америка таратқулириниң зийаритини қобул қилған әмәлдарлар, америка билән әнглийә қисимлириниң әң аз дегәндә һусийларниң 12 нишаниниң бомбардиман қилинғанлиқини, бомбардиманларниң һәрбий айропиланлар вә томахавк (Tomahawk) намлиқ башқурулидиған бомбилар билән әмәлгә ашурулғанлиқини қәйт қилди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар исираилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумлириға җаваб сүпитидә, қизил деңизда сода парахотлириға һуҗум қилишни башлиған иди. бу сәвәбтин, дунйадики нурғун парахот ширкәтлири қизил деңизда сәпәр қилишни тохтатқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر