блинкен-нетанйаһу көрүшүши «җиддий кәйпийат» ичидә өткән
исираилийә баш министири нетанйаһу билән америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң учришишиниң «җиддий кәйпийат» ичидә өткәнлики вә икки дөләтниң «уруш мәсилисидики пикир ихтилаплириниң чоңқурлашқанлиқи» билдүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә «12-қанал» телевизийәси нетанйаһу билән америка ташқи ишлар министири блинкенниң учришишиниң «җиддий кәйпийат» ичидә өткәнликини хәвәр қилди.
хәвәрдә, исираилийә баш министирлиқ мәһкимиси һазирғичә күтүлүватқан йазма байанатни елан қилмиғанлиқини вә бу әһвалниң икки тәрәп оттурисидики ихтилаплардин бешарәт беридиғанлиқи қәйт қилинди.
америка вә исираилийә оттурисида «уруш мәсилисидики пикир ихтилаплириниң чоңқурлашқанлиқи» әскәртилгән хәвәрдә, «вашингтонниң сәври ташмақта» дейилди.
блинкен түркийә вә гиретсийә зийаритидин кейин, тәртипи бойичә ийорданийә, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистанни зийарәт қилған иди. у дүшәнбә (8-йанвар) күни исираилийә пирезиденти һерзог, баш министир нетанйаһу, ташқи ишлар министири исраил катз вә уруш кабенти әзалири билән көрүшкән иди.
у йәнә, зийарити рамкисида исираилийә дөләт мудапиә министири галлант, уруш кабенти әзаси бенний гантз вә өктичи партийә рәһбири йаир лапид биләнму көрүшти.
ғәззә уруши башланған 7-өктәбир (2023) дин буйан бәшинчи қетим оттура шәрқ зийаритини әмәлгә ашурған блинкенн тел авивдин кейин, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғқидики мәсуллар билән көрүшиду вә арқидин мисирни зийарәт қилиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистандики кәлкүн апитидә 50 адәм өлди
афғанистанниң охшимиған районлирида йүз бәргән кәлкүн апитидә кәм дегәндә 50 адәм һайатидин айрилди.