боррел: исраилийә нурғун пуқраларниң өлүшигә сәвәб болди

йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел исраилийәни ғәззәдә «еғир пуқралар өлүши»ни кәлтүрүп чиқарди, дәп әйиблиди.

2082380
боррел: исраилийә нурғун пуқраларниң өлүшигә сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел исраилийә армийәсиниң ғәззәдики һуҗумлири тоғрисида иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресидики байанат елан қилип, исраилийә армийәсиниң пуқраларни қоғдаш мәҗбурийитиниң барлиқини, шундақ болушиға қаримай, исраилийәниң изичл һалда «еғир пуқралар өлүши»ни кәлтүрүп чиқириватқанлиқини тәкитлиди.

боррел мағази мусапирлар лагериға қилинған һуҗумниң «әң әҗәллик» бомбардиманларниң бири икәнликигә ишарәт қилип, бу һуҗумниң йәнә 150 миң кишиниң сәргәрданларға айлинишиға сәвәб болғанлиқини ейтти вә тоқунушларни «вақитлиқ тохтитиш»ни тәләп қилди.

исраилийәниң ғәззәгә қаратқан 7 – өктәбирдин буйанқи һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани 21507 гә, йариланғанлар сани 55915 кә йәтти.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәниң пәләстинликләрниң һоқуқи вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс қиммәтләрни изчил һалда айағ асти қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн, «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәни бомбардиман қилишни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر