америка исираилийә сақчилирини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси шәрқий қуддуста анадолу агентлиқиниң фотограф мухбири мустапа һаруфқа һуҗум қилған исираилийә сақчилириниң тәкшүрүлүши керәкликини ейтти.

2078299
америка исираилийә сақчилирини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер (Matthew Miller) күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, исираилийә сақчилириниң мухбирларға һуҗум қилиши тоғрисидики соалға җаваб бәрди.

у анадолу агентлиқиниң фотограф мухбири мустапа һаруфниң шәрқий қуддуста исираилийә сақчилириниң һуҗумиға учриғанлиқиға мунасивәтлик видео үстидә тохтилип: «бу вәқәгә мунасивәтлик видеони көрдүм. бир мухбирға зорлуқ күч ишлитиш сәвәблик кишини биарам қилидиған көрүнүшләрдин әндишә һес қилдим. видеони тәкшүргәндин кейин, мунасивәтлик кишиләрни җавабкарлиққа тартишни тоғра дәп ойлаймән» деди.

исираилийә әскәрлири анадолу агентлиқиниң фотограф мухбири мустапа һаруф вәзипә өтәватқанда урған иди. шиддәтлик тайақ зәрбиси сәвәбидин бәдининиң охшимған җайлири йариланған мустапа һаруф, қутқузуш машиниси билән шәрқий қуддустики макасид дохтурханисиға апирилған иди.

исираилийә сақчилири мустапа һаруфниң йенидики камерачи фаиз әбуниму урған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر