путин беларусийә, молдавийә вә қазақистан пуқралириниң русийә пуқралиқиға өтүшни қолайлаштурди

русийә пирезиденти виладимир путин беларусийә, молдавийә вә қазақистан пуқралириниң русийә паспортиға еришишигә қолайлиқ йаритишни мәзмун қилған қарарнамәни имзалиди.

2078516
путин беларусийә, молдавийә вә қазақистан пуқралириниң русийә пуқралиқиға өтүшни қолайлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин тәрипидин имзаланған қарарнамәниң роһиға асасән, беларусийә, молдавийә вә қазақистан пуқралири олтурақлишиш иҗазәтнамәси алғандин кейин русийәдә бәш йил туруш, русийә тарихи вә дөләтниң асаси дегәндәк темилар бойичә имтиһан бәрмәйдикән.

буниңдин башқа, беларусийә пуқралириниң русчә билидиғанлиқини испатлаш мәҗбурийити әмәлдин қалдурулған болсиму, қазақистан вә молдавийә пуқралири үчүн йәнила күчкә игә икән.

путин русийәниң қануниға риайә қилған асаста олтурақлишишни халайдиған чәт әлликләрниң пуқралиққа қолайлиқ йаритип берилидиғанлиқини ейтқаниди.

русийә һөкүмити украинада уруш башланғандин кейин, бир қанчә қетим пуқралиқ қануниға өзгәртиш киргүзди. әтийазда путин русийә һәрбий мулазимәт тохтамиға имза қойғанларниң паспорт елишиниң асанлаштурулидиғанлиқини елан қилғаниди.

йәнә бир тәрәптин, русийә паспортини әмәлдин қалдурушму асанлаштурулди. мәсилән, кейин елинған русийә пуқралиқи русийә армийәсиниң инавитигә тәһдит селиш йаки армийә һәққидә «сахта» хәвәрләрни тарқитиш вә йаки намувапиқ тәшкилатларға әзаси болуш дегәндәк сәвәбләр түпәйли бикар қилиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر