б д т афғанистанға қайтқанларға 10 милйон доллар аҗратти

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсанпәрвәрлик ишлири муавин баш катипи, қошумчә җиддий йардәм ишлири мәсули мартин гирифитс афғанистанға қайтқан афғанистанлиқларға 10 милйон доллар аҗратқанлиқлирини билдүрди.

2067046
б д т афғанистанға қайтқанларға 10 милйон доллар аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ниң инсанпәрвәрлик ишлири муавин баш катипи, қошумчә җиддий йардәм ишлири мәсули мартин гирифитс аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«сентәбирниң оттурилиридин башлап 300 миңдин артуқ афғанистанлиқ пакистандин афғанистанға қайтти. бу кишиләр үчүн, б д т мәркизий җиддий әһвалға тақабил туруш фондидин 10 милйон доллар мәбләғ аҗраттуқ, бу мәбләғ афғанистанға қайтқанларни қоллаш вә уларниң асаслиқ еһтийаҗлирини қандуруш үчүн ишлитилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر