әл сани: һамас билән исраилийә оттурисида әсир алмаштурушқа аз қалди

қатар баш министири вә ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурахман әл сани һамас билән исраилийә оттурисидики әсир алмаштурушқа алақидар сөһбәттә һәл қилишқа тегишлик тиранспорт қатарлиқ кичик қийинчилиқларниң қалғанлиқини ейтти.

2066324
әл сани: һамас билән исраилийә оттурисида әсир алмаштурушқа аз қалди

түркийә авази радийоси хәвири: әл сани пайтәхт доһада йавропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел билән мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

боррел билән ғәззәдә уруш тохтитишни әмәлгә ашуруш тоғрисида музакирәләшкәнликини байан қилған әл сани, ғәззәдики ирқий қирғинчилиқ, ачарчилиқ вә мәҗбурий көчүрүш қатарлиқ қилмишларниму музакирәләшкәнликлирини ейтти.

әл сани уруш тохтитиш вә инсанпәрвәрлик каридорлири ечишниң муһимлиқини тәкитләп: «бизниң муһим ишимиз, дәрһал уруш тохтитиш, ғәззә райониға қаритилған барлиқ өч елиш вә кәмситиш характерлик һуҗумларни, ирқий қирғинчилиқ, ачарчилиқ вә мәҗбурий көчүруш қатарлиқ қилмишларни ахирлаштуруш вә узун йиллардин буйан ғәззәгә йүргүзүлүватқан қанунсиз қоршавға хатимә бериш» деди.

әл сани һамас билән исраилийә оттурисидики әсир алмаштурушниң пат йеқинда әмәлгә ашидиғанлиқини билдүрүп: «һамас билән исраилийә оттурисидики әсир алмаштурушта алдимизда пәқәт кичик қийинчилиқларла қалди» деди.

әл сани ғәззәгә йиллардин буйан йүргүзүлгән қоршавни йоқитишни вә бу йәрдики  исраилийәлик әсирләр мәсилисиниму музакирәләшкәнликлирини билдүрүп, хәлқара җәмийәтни исраилийәниң ғәззәдә қиливатқан қирғинчилиқиға қарши мәйданини ениқ қилишқа чақирди.

исраилийә қисимлириниң қоршав астида тутуп кәлгән ғәззә райониға қаратқан һуҗумлирини бир йерим айдин бери давамлаштуруватқанлиқини әскәрткән әл сани, бу һуҗумларни хәлқара җәмийәтниң тосушқа амалсиз қалғанлиқини шундақла бу һуҗумларғәззәдә кәлтүрүп чиқарған инсаний, әхлақий вә қануний апәтләрниң техиму чоңийишни давамлаштуруватқанлиқини тәкитлиди.

әл сани исраилийәниму бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға риайә қилип, ғәззәгә қаратқан һуҗумларни тохтитишқа вә инсанпәрвәрлик каридорлирини ечишқа чақириқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر