шиветсийәниң бир җамәниң ишикигә исламға қарши рәсимләр сизилип, хәтләр йезилди

шиветсийәниң пайтәхти стокһолмдики стокһолм җамәсиниң ишикигә исламға қарши рәсимләрниң сизилип, хәтләрниң йезилғанлиқи билдүрүлди.

2063254
шиветсийәниң бир җамәниң ишикигә исламға қарши рәсимләр сизилип, хәтләр йезилди

түркийә авази радийоси хәвири: җамәниң имами мәһмуд хәлфи җамәгә қилинған ирқчи һуҗум тоғрисида байанат берип, җамәниң ишикигә «пәләстин уруши»ға ишарәт қилинған һалда, исламға қарши бәлгиләрниң сизилғанлиқини вә хәтләрниң йезилғанлиқини ейтти.

стокһолм җамәси йазма байанат елан қилип, исраилийәниң муһасирә астидики ғәззәгә қилиниватқан һуҗумлири башланғандин буйан әвҗ елишқа йүзләнгән исламға вә әрәбләргә өчмәнлик қилиштин ирқчилиқ қилмишлирини әйиблиди.

байанатта, җамә җамаити ичидики нурғун пәләстинликләрниң мәктәп вә кочиларда ирқчиларниң һуҗумлириға учриғанлиқи, әвҗ еливатқан өчмәнлик җинайәтлиридин әндишә қилиниватқанлиқи қәйт қилинди.

игилинишичә, сақчилар вәқә үстидә тәкшүрүш елип беришни башлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر