байдин: тутқунлар қойуп берилгәндин кейинла андин тинчлиқ сөһбити өткүзүш мумкин

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин һамасниң қолидики барлиқ тутқунлар қойуп берилгәндин кейинла андин исраилийә-һамас тоқунушини тохтитиш үчүн тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә болидиғанлиқини ейтти.

2055024
байдин: тутқунлар қойуп берилгәндин кейинла андин тинчлиқ сөһбити өткүзүш мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент байдин ақсарайда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у бир мухбирниң: «америка тутқун келишими үчүн уруш тохтитишни қолламду?» тәриқисидики соалиға: « алди билән гөрүгә еливелинғанлар қойуп берилиши керәк, андин биз тинчлиқ сөһбити өткүзүш тоғрилиқ музакирә өткүзүшимиз мумкин» дәп җаваб бәрди.

бу җәрйанда, ақсарай америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң бир қанчә йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарни исраилийәгә әвәтидиғанлиқи, бу әмәлдарларниң исраилийәгә һәрбий һәрикәт мәслиһәтчилири сүпитидә вәзипә өтәйдиғанлиқиниң раст икәнликини билдүрди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик учур – алақә ишлири маслаштурғучиси җон кирби мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бир мухбирниң: «генерал лейтенант җеймис глин вә башқа бәзи һәрбий әмәлдарларниң мәслиһәтчи сүпитидә вәзипә өтәш үчүн исраилийәгә әвәтилидиғанлиқини җәзмләштүрәләмсиз?» дегән соалиға, мундақ җаваб бәрди: «биз шуни очуқ ейталаймизки, биз исраилийәгә әвәтидиған һәрбий әмәлдарлар исраилийә нөвәттә давамлаштуруватқан, кәлгүсидиму давамлаштуридиған һәрбий һәрикәтләрдә исраилийәгә мәслиһәтчилик қилишқа  мунасип мол тәҗрибигә игә болуп, тәҗрибә – савақлирини исраилийә даирилири билән ортақлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر