шималий корейә билән русийә оттурисида пойиз  қатниши ашти

шималий корейә билән русийә оттурисидики төмүр йол қатнишииниң ашқанлиқи сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләр билән ашкариланди.

2047713
шималий корейә билән русийә оттурисида пойиз  қатниши ашти

түркийә авази радйоси хәвири: америка истратегийәлик хәлқара тәтқиқат мәркизиниң «Beyond Parallel» намлиқ лайиһәси шималий корейә билән русийәниң йеқинқи күнләрдин буйанқи төмүр йол қатнишиға даир сүний һәмраһ рәсимлирини һәмбәһирлиди.

«Beyond Parallel» лайиһәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, илгири көрүлүп бақмиған шәкилдә 73 йеник төмүр йол вагониниң шималий корейә - русийә чеграсидики тумагаң пойиз истансисида турғанлиқи уқтурулди.

байанатта, мәзкур қатнаш нисбитиниң йеқинқи 5 ай ичидә әң йуқири сәвийигә чиққанлиқи, икки дөләт оттурисидики пойиз қатнишиниң йуқумдин илгирикигә селиштурғанда техиму қойуқ болуватқанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта: «(шималий корейә рәһбири) ким җоңун вә (русийә пирезиденти) виладимир путинниң йеқинда өткүзүлгән башлиқлар йиғинида бир қисим һәрбий сода вә һәмкарлиқни музакирә қилғанлиқини нәзәрдә тутқинимизда, төмүр йол қатнишидики бу ешиш шималий корейәниң русийәгә қорал-йарағ вә оқ-дора бйоллаватқанлиқини көрситиши мумкин» дейилди.

<CBS News>  тори түнүгүн америкалиқ исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәлдарни мәнбә көрсәткән хәвиридә, «қорал билән тәминләш вә һәрбий һәмкарлиқ» қатарлиқ темилар музакирә қилинған 13-сентәбирдики шималий корейә рәһбири ким җоңун билән русийә пирезиденти виладимир путинниң учришишидин кейин, пйоңйаң даирилириниң москваға қорал әвәтишни башлиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

хәвәрдә шималий корейәниң әвәтишкә башлиған қоралларниң бәдилигә русийәдин немиләрни алғанлиқи, йаки бу мал тошушниң «узун муддәтлик тәминләш зәнҗириниң бир қисми вәйаки техиму чәклик тошуш» икәнлики һәққидә ениқ мәлумат йоқлуқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر