граһам: украинани қоллимисақ тәйвән қолдин кетиду

җумһурийәтчиләр партийәсиниң кеңәш палата әзаси линдсей граһам (Lindsey Graham) америка украинани қоллаштин ваз кәчкән әһвалда, афғанистандин чекиниш қараридин «10 һәссә чоң хаталиқ» болидиғанлиқини ейтти.

2045513
граһам: украинани қоллимисақ тәйвән қолдин кетиду

түркийә авази радийоси хәвири: кеңәш палата әзаси линдсей граһам америка с б ес (CBS) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилип, русийәгә қарши украинаға қилиниватқан йардәмләрниң муһимлиқини тәкитлиди вә американиң җәнубий чеграсиниң бихәтәрлики үстидиму тохталди.

у террорлуққа қарши урушта әң чоң хаталиқниң 2020-йили афғанистандин чекиниш билән өткүзүлгәнликини әскәртип: «украинани қоллаштин ваз кәчсәк, бу афғанистандин чекиниш қараридин 10 һәссә чоң хаталиқ болиду »деди.

у украинани иқтисадий җәһәттин қоллашни тохтитишниң тәйвән үчүн ейтқанда өлүм җазаси болидиғанлиқини тәкитләп: «урушниң көлими кичикләшниң орниға барғансери чоңийиватиду, тәйвән қолдин кетиватиду. украина русийәни йәңсә, хитайниң тәйвәнни ишғал қилиш мумкинчилики азийиду. шуниң билән, путин (русийә пирезиденти владимир путин) ни тохтатқили болиду» деди.

у конгрәдә җумһурийәтчиләрниң көпинчисиниң украинани чегра хәвпсизлики үчүн иқтисадий җәһәттин йардәм қиливатқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر