талибан район дөләтлирини өзи билән «рәсмий һәмкарлиқ» орнитишқа чақирди

афғанистандики талибан һөкүмити район дөләтлирини өзлири билән рәсмий һәмкарлиқ орнитишқа чақирди.

2044327
талибан район дөләтлирини өзи билән «рәсмий һәмкарлиқ» орнитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин ташқи ишлар министири әмирхан муттәқи русийә федератсийәсигә қарашлиқ татаристан җумһурийитидә чақирилған афғанистан тоғрисидики 5- нөвәтлик «москва формати» йиғинида сөз қилип: «болупму райондики дөләтләрниң бизгә охшимиған һөкүмәт шәклини тәвсийә қилишни қойуп, биз билән һәр саһәдә рәсмий һәмкарлишишини үмид қилимиз» деди.

у район характерлик қатнаш түрлирини афғанистанға мәркәзләштүрүш пәйтиниң йетип кәлгәнликини байан қилип, талибан һөкүмитиниң бу җәһәттә барлиқ зөрүр қолайлиқларни йаритип беришкә тәййар икәнликини ейтти.

муттәқи өткән икки йилда өзлириниң һечқандақ йардәмгә моһтаҗ болмастин дөләтниң бихәтәрликигә капаләтлик қилғанлиқлирини, хамчотни мустәқилләштүргәнликлирини, зәһәрлик чекимликкә қарши турушта ғәлибә қилғанлиқлирини, содини күчәйткәнликлирини, дөләт тәвәликини бесип өтүш ишлирини асанлаштурғанлиқлирини билдүрди.

талибан һөкүмитиниң қисқа вақит ичидә афғанистандики сийасий, иқтисадий вә бихәтәрлик асасини қайта қурғанлиқиға ишарәт қилип өткән муттәқи, талибанниң өктичи тәшкилатларға қарши күрәшни тезлитип, «даеш»ниң барлиқ панаһлиниш орунлирини вәйран қилип ташлиғанлиқини билдүрди.

у афғанистан земинлириниң дунйаға, болупму райондики дөләтләргә һечқандақ тәһдит елип кәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

өткән 45 йилда аталмиш ​​сиғдурушчан һөкүмәтләр уқуминиң һечқандақ мәсилини һәл қилалмиғанлиқини байан қилған муттәқи, шуңа өзлириниң хәлқниң дини, тарихи, мәдәнийити вә сийасий реаллиқини нәзәргә алған диний вә миллий қанунийлиққа игә һөкүмәт қурғанлиқлирини қәйт қилди.

русийә, хитай, һиндистан, иран, пакистан, қазақистан, қирғизистан, өзбекситан, таҗикистан вә түркмәнистан қатарлиқ дөләтләр иштирак қилған татаристанниң пайтәхти қазандики йиғинға түркийә, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә қатар вәкил әвәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر