нато косоводики тинчлиқ сақлиғучи қисимниң әскәр санини көпәйтиду

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг косоводики тинчлиқ сақлиғучи қисмиға қошумчә әскәр әвәтишни тәстиқлиғанлиқлирини уқтурди.

2044325
нато косоводики тинчлиқ сақлиғучи қисимниң әскәр санини көпәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш катип йенс столтенберг косовониң омумий вәзийити тоғрисида йазма байанат елан қилип, натониң қарар чиқириш оргини болған шималий атлантик окйан кеңишиниң косоводики вәзийәтни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

у косово тинчлиқ сақлаш қисимлириниң косоводики мәвҗутлуқиниң әһмийитини тәкитләп: «косовода йашайдиған кишиләрниң бихәтәр муһит вә һәрикәт әркинликиниң изчиллиқиға капаләтлик қилиш үчүн зөрүр болған барлиқ паалийәтләрни елип баримиз. биз бу ишни бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин алған салаһийәткә асасән битәрәпликни сақлиған асаста қилимиз» деди.

столтенберг косовода җиддийчилик күчийип кәткән  5- айдин буйан косоводики тинчлиқ сақлиғучилар қисимларниң мәвҗудийитини күчәйткәнликлирини тилға елип, шималий атлантик окйан кеңишиниң түнүгүн нөвәттики вәзийәтни нәзәрдә тутуп, натоға у йәргә қошумчә әскәр әвәтиш салаһйити бәргәнликини ейтти.

у: «қоманданлиқимиз косово тинчлиқ сақлаш қисимлириниң һоқуқини йүргүзүшигә капаләтлик қилиш үчүн, керәклик мәнбәләр билән тәминләшни давамлаштуриду. зөрүр тепилғанда, косово тинчлиқ сақлаш қисимлириниң орунлаштурулушида тәңшәш елип беришқиму тәййармиз» деди.

столтенберг косоводики тәрәпләрни җиддийликни пәсәйтишкә чақирип, белград вә приштинаниң оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, йавропа иттипақи қолайлиқ йаритп бәргән сөһбәт мусаписини  давамлаштуруши керәкликини тәкитлиди.

косовониң шималида уда бир нәччә айдин буйан  давамлишиватқан җиддийлик, 24- сентәбир әтигәндә көп санлиқ аһалиси сериблардин тәркиб тапқан банжска йолини тосувалған қораллиқ сербларниң бир сақчини етиветишидин кейин қайтидин әвҗигә чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر