америка: афғанистанлиқларға вақитлиқ қоғдаш салаһийити берилиду

америка қошма иштатлири нөвәттә бу дөләт йашаватқан тәхминән 14 миң 600 афғанистанлиққа вақитлиқ қоғдаш салаһийити берилидиғанлиқини уқтурди.

2040994
америка: афғанистанлиқларға вақитлиқ қоғдаш салаһийити берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи түнүгүн афғанистанлиқ көчмәнләр һәққидә байанат елан қилди.

байанатқа қариғанда, 2022-йили 15-марттин 2023-йили 20-сентәбиргичә бу дөләткә киргән афғанистанлиқ көчмәнләргә вақитлиқ қоғдаш салаһийити берилидикән. буниңдин тәхминән 14 миң 600 афғанистанлиқ бәһримән болалайдикән.

буниңдин башқа йәнә, нөвәттә америка қошма иштатлирида вақитлиқ қоғдиливатқан 3100 афғанистан пуқрасиниң вақитлиқ қоғдаш салаһийитиниң муддити 18 ай узартилидикән.

америка дөләт бихәтәрлик ишлири министири алеҗандро майоркас бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи бу вақитлиқ инсанпәрвәрлик йардими арқилиқ афғанистан пуқралирини давамлиқ қоғдайду.»

америка дөләт бихәтәрлик министирлиқи түнүгүн нөвәттә бу дөләттә йашаватқан 472 миң венезуелалиққиму вақитлиқ қоғдаш салаһийити берилидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر