ирандики қум борини сәвәбидин бир қисим һөкүмәт органлири тақилип қалди

иранниң шәрқий җәнубидики систан-балучистан өлкисидә қум вә чаң-тозанлиқ һаварайи сәвәбидин көрш мусаписи төвәнләп, бир қисим һөкүмәт органлири тақилип қалди.

2040234
ирандики қум борини сәвәбидин бир қисим һөкүмәт органлири тақилип қалди

түркийә авази радйоси хәвири: систан-балучистан җидди әһвалларға тақабил туруш идариси башлиқи миҗит муһибби иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи «IRNA» ниң зийаритини  қобул қилип, «қум вә чаң-тозанлиқ һаварайи сәвәбидин систан-балучистанниң шималидики забул, зехек, һамун, һирменд вә нимруз шәһәрлиридә бир қисим дөләт органлири тақиветилди» деди.

систан-балучистан метеорологийә идариси баш директори муһсин һәйдариму һавадики чаң-тозанниң көпийиши сәвәбидин көрүш мусаписи забулда 800 метирға вә зехекта 500 метирға чүшүп қалғанлиқини ейтти.

иран мәсуллири аммиға, болупму йүрәк вә нәпәс йоли бимарлириға зөрүр тепилмиса сиртқа чиқмаслиқни тәвсийә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر