марк миллей американиң афғанистандики урушта мәғлуп болғанлиқини етирап қилди

америка армийәси баш иштаб башлиқи генерал – полковник марк миллей дөлитиниң афғанистандики урушиниң «көңүлдикидәк ахирлашмиғанлиқи»ни, техиму кәң мәнидин ейтқанда, американиң урушта мәғлуп болғанлиқини ейтти.

2037901
марк миллей американиң афғанистандики урушта мәғлуп болғанлиқини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси баш иштаб башлиқи миллей ABC қанилиниң сөһбәт пирограммисида, американиң афғанистандики уруши вә 2021- йили бу дөләттин чекиниши һәққидә тохталди.

афғанистандики уруш тоғрисида: «арзуйумдикидәк ахирлашмиди, һечқайсимизниң арзу қилғинидәк ахирлашмиди» дегән миллей, сөзини давамлаштуруп: «дүшмән сиз қоллаватқан бир пайтәхтни ишғал қилғинида, бу истратегийәлик оңушсизлиқ, истратегийәлик мәғлубийәттур... техиму кәң мәнидин ейтқанда, урушта мәғлуп болдуқ. бизниң талибан вә уларниң иттипақдашлири билән уруш қиливатқинимизға 20 йилдин ашқаниди. улар, мениң һазир тохтилишқа вақтим йәтмигүдәк көп сәвәбләр түпәйли пайтәхттә ғәлибә қилди. әлвәттә, көпинчимиз 11- сентәбир (2001 – йили әлқаидә һуҗумлири) вәқәсидин буйан нурғун пушайманларни қилдуқ» деди.

«урушлар ахирқи 10 күн йаки 10 ай ичидә қолдин кәтмәйду. типикләштүрүп ейтқанда, булар узун йиллар җәрйанидики нурғун бурулуш вә өзгиришләрниң җуғланма тәсири» дегән генерал – полковник миллей, өзиниң америка қошма иштатлириниң афғанистандин техиму балдур чекинмигәнликиниң хаталиқ икәнлики вә чекинмигәнлики үчүн қилинған пушайманларға қошулидиған йаки қошулмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға: «әлвәттә, 11- сентәбирдин буйан афғанистанда 2400 дин артуқ адәм қаза қилди؛ пәқәт кабул айродромидики (2021 – йили) һуҗумда  13 әскиримиздин айрилип қалдуқ. әлвәттә нурғун пушайманлар бар. мән йоқитип қойған һәр бир әскәрниң өзи бир пушайман» дәп җаваб бәрди.

америка армийәсиниң 20 йил бойичә афғанистан мәнбәлик һуҗумларниң алдини алғанлиқини, афғанистан хәлқигә техиму гүзәл һайат кәчүрүшкә илһамландурғанлиқини оттуриға қойған миллей, хаталиқларға қаримай, 124 миң киши тарқақлаштурулған чекиниш җәрйаниға «кишиниң ишәнгүси кәлмәйдиған арқа сәп мувәппәқийити» дәп баһа бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر