хитайда декабирда башланған икки айлиқ йуқум долқунида 1 милйон 870 миң хитай өлди

хитайда декабир (2022) да ковид-19  тәдбирлири бошитилғандин кейин пәйда болған икки айлиқ йуқум долқунида, 1 милйон 870 миң хитайниң өлгән болуши мумкинлики оттуриға қойулди.

2029739
хитайда  декабирда башланған икки айлиқ йуқум долқунида 1 милйон 870 миң хитай өлди

түркийә авази радйоси хәвири: американиң сеатилле шәһиригә җайлашқан фред хачинсон рак кесәлликләр мәркизиниң тәтқиқатчилири хитайға алақидар нәтиҗилирини «җама теббий тәтқиқат тори» да елан қилди.

тәтқиқат нәтиҗисидә, хитайдики үч университетниң өлүм еланлири вә хитайда кәң ишлитиливатқан бәйду издәш супсида, бу өлүмләргә мунасивәтлик издәш сөзлирини тәкшүрүш арқилиқ қолға кәлтүргән санлиқ мәлуматлардин башқа йәнә, декабир(2022) вә йанвар (2023) айлиридики «һәддидин артоқ өлүм» санлиқ мәлуматлирини асас қилған мөлчәләрр оттуриға қойулди.

өлүм еланлири вә ачқучлуқ сөз издәштә алдинқи йилларға селиштурғанда, йуқири өрләшни һесаблап чиққан һәмдә буниң омумий нупусқа болған нисбитини асас қилған тәтқиқатчилар, «хитайда ковид-19 кәң тарқалған бу икки ай ичидә 30 йаштин йуқири 1 милйон 870 миң хитай мәзкур вирус сәвәбидин өлгән болуши мумкин» дегән хуласииға кәлгәнликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر