нигер һәрбий һакимийити баш әлчи канениң оғлини қолға алди

нигердики һәрбий - сийасий өзгиришни етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиған нигерниң парижда турушлуқ баш әлчиси айчату болама канениң оғли һәрбий һакимийәт тәрипидин қолға елинди.

2022754
нигер һәрбий һакимийити баш әлчи канениң оғлини қолға алди

түркийә авази радийоси хәвири: нигер таратқулириниң хәвиригә қариғанда, баш әлчи канениң оғли идрисса кане негир почта мулазимәт ширкитиниң баш директори болуп, һәрбий һакимийәт тәрипидин чириклик вә һөкүмәт мәблиғигә хийанәт қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елинған.

мәмликәтлик вәтәнни қоғдаш кеңиши  3 - авғуст байанат елан қилип, нигерниң әбуҗа, париж, лом вә вашингтондики баш әлчилириниң иштин бошитилғанлиқини елан қилғаниди.

шуниңдин кейин, нигерниң парижда турушлуқ баш әлчиси кане өзиниң һәрбий һакимийәтниң қарарини етирап қилмайдиғанлиқини вә вәзипә өтәшни давамлаштуридиғанлиқини уқтурғаниди.

нигерда пирезидент муһәммәд базум 26- ийул пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәтчиләр әтрити хадимлири тәрипидин гөрүгә еливелинған вә шу күни кәчтә һәрбийләр һакимийәтни тартивалғанлиқини җакарлиғаниди.

пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәтчиләр әтрити қомандани генерал абдураһман тичани 28- ийул мәмликәтлик вәтәнни қоғдаш кеңиши намлиқ һәрбий органниң рәһбәрликини үстигә елип, өткүнчи һөкүмәтниң башлиқи болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر