пакистанда бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, йәттә адәм қаза қилди

пакистанниң балучистан өлкисидә йүз бәргән бомбилиқ террорлуқ һуҗумида бири сийасәтчи болуп җәмий йәттә адәм қаза қилди.

2021492
пакистанда бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, йәттә адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулири балучистанниң кәч районидики бир йолниң йақисиға орунлаштурулған тизгинәклик бомбиниң бир хусусий аптомобил өтүватқан әснада партлап,  балучистан хәлқ партийәсидин исһақ йақупни өз ичигә алған йәттә кишиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, һазирғичә һечким йаки тәрәп бу террорлуқ һуҗуминиң җавабкарлиқини үстигә алмиған.

шималий вәзиристан районида бүгүн әтигәндә йүз бәргән башқа бир бомбилиқ һуҗумда әр- айал икки пуқра қаза қилғаниди.

пакистанниң хәйбәр пахтунва вә балучистан қатарлиқ өлкилиридә йеқинқи айлардин буйан террорлуқ һуҗумлири көпийип қалған болуп, исламабад бу һуҗумларниң афғанистанни база қилған пакистан талибанлири тәрипидин пиланлинип, иҗра қилиниватқанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر