полша беларусийә чеграсидики әскәр санини көпәйтидиған болди

полша беларусийә чеграсидики әскәр санини көпәйтип, районға һәрбий тик учар қатарлиқ қошумчә күчләрни орунлаштуридиған болди.

2019029
полша беларусийә чеграсидики әскәр санини көпәйтидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: полша дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарларниң чегра қошниси беларусийәгә мунасивәтлик учришиш өткүзгәнлики билдүрүлди.  

байанатта, түнүгүн (31-ийул) чеграға йеқин җайларда беларусийәгә тәвә икки тик учарниң полша һава тәвәликигә хилаплиқ қилғанлиқи әскәртилип,  «беларусийә тәрәп илгири полша тәрәпкә мәшиқ тоғрисида хәвәр бәргән иди. чеградин өтүш болса, биаловиза районидики радар системиси байқийалмайдиған шәкилдә интайин төвәндин учуш билән әмәлгә ашурулди» дейилди.

байанатта, шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға бу һәқтә мәлумат берилгәнлики уқтурулди.

байанатта, «дөләт мудапиә министири марийус биласзак чеградики әскәр санини көпәйтиш вә районға тик учар қатарлиқ қошумчә һәрбий қисимларни орунлаштурушқа буйруқ чүшүрди» дейилди, һәмдә беларусийәниң вакаләтханилирини бу вәқәгә ениқлима бериши үчүн полша ташқи ишлар министирлиқиға чақиритиш қарари елинғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر