пакистан билән америка  мудапиә һәмкарлиқини музакириләшмәктә

пакистан армийәсиниң баш қомандани шундақла қуруқлуқ армийә қомандани генерал асим мунир америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң қомандани генерал майкил ерик курила билән районниң бихәтәрлик вәзийитини музакирәләшти.

2015759
пакистан билән америка  мудапиә һәмкарлиқини музакириләшмәктә

түркийә авази радйоси хәвири: пакистан армийәсиниң байанатиға асасланғанда, генерал мунир пакистанниң равалпинди шәһиридики армийә баш қоманданлиқ иштабида америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштабиниң қомандани генерал майкил ерик курила билән көрүшкән.

учришишта, өзара мәнпәәт йәткүзүш, районниң бихәтәрлики вә мудапиә һәмкарлиқи қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.

икки тәрәп пакистан билән америка армийәси оттурисида һәр қайси саһәләрдики өзара һәмкарлиқни күчәйтиш арзусини қайта тәкитлигән.

курила пакистан армийәсиниң террорлуққа қарши күрәштики мувәппәқийити вә районниң тинчлиқи шундақла муқимлиқи үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға мәдһийә оқуйдиғанлиқини тилға алған.

икки тәрәп оттурисидики учришиш, пакистанда террорлуқ һуҗумлири көчәйгән бир пәйттә елип берилғанлиқи һәмминиң диққитни тартмақта.

пакистанда бу йил (2023) ниң алдинқи алтә ейида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири 2022-йилиниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %79 ашти.

пакистан бу һуҗумларниң афғанистанни база қилған пакистан талибанлири (TTP) тәрипидин пиланлинип, қоманданлиқ қилинғанлиқини илгири сүрмәктә.

афғанистан даирлири болса, бу әйибләшләрни рәт қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر