голландийә түркийәгә қаритилған бир қисим експорт чәклимилирини  бикар қилғанлиқини җакарлиди

голландийә түркийәгә қаритилған бир қисим мудапиә санаити үскүнилирини експорт қилиш чәклимисини бикар қилғанлиқини елан қилди.

2013112
голландийә түркийәгә қаритилған бир қисим експорт чәклимилирини  бикар қилғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә ташқи ишлар министирлиқи, дөләт мудапиә министирлиқи вә иқтисад вә килимат ишлири министирлиқи дөләт мудапиә санаити үскүнилириниң експортиға қаритилған чәклимиләрни бикар қилиш қарари тоғрисида бирләшмә текист елан қилди.

бирләшмә текисттә, голландийә һөкүмитиниң йавропадики мудапиә һәмкарлиқида техиму йеқинлишишни илгири сүрүш үчүн қорал експортини контрол қилишқа алақидар йолға қойған тәдбирлири чүшәндүрүлди.

текисттә голландийә һөкүмитиниң йавропадики мудапиә һәмкарлиқини күчәйтип, голландийәниң бу лайиһәләргә қатнишишини илгири сүрүшни халайдиғанлиқи вә буниң йавропада адил риқабәтни тәләп қилидиғанлиқи уқтурулди.

текисттә, голландийә дөләт мудапиә тармақлириниң иқтисадий һайатий күчи вә йеңилиқ йаритиш күчиниң асаслиқи експортқа бағлиқ икәнлики тәкитлинип, бу саһәниң сода соммисиниң йеримидин көпрәкиниң (%54) експорттин келидиғанлиқи билдүрүлди.

бу мунасивәт билән, нөвәттә түркийә, әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистан үчүн күчкә игә болған мудапиә санаити үскүнилирини експорт қилишни чәкләш қарариниң дәрһал әмәлдин қалдурулидиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر