нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

нигерниң ғәрбий җәнубида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида бәш адәм қаза қилди.

2012206
нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: негир армийәсиниң йазма байанатиға қариғанда, намәлум қораллиқ унсурлар тиллабери районидики аптомобил әтритини қоғдап кетиватқан сақчи машинисиға һуҗум қилған.

вәқәдә 4 пуқра билән бир сақчи һайатидин айрилған, 19 адәм йариланған.

мәлуматларға қариғанда, тиллабери нигер, мали вә буркина фасониң чегра линийәсигә җайлашқан болуп , «3 дөләт чеграси» дәп атилидикән.

бу чегра линийәси пат - пат әлқаидә вә даеш билән муначетишлиқи бар террорлуқ гуруппилириниң һуҗумиға учрайдикән.

тәхминән 12 миң негирлиқ әскәр терроризмға қарши күрәш һәрикәтлиригә қатнишиватқан болуп, бу җайларниң йерими дегүдәк мали вә буркина фасониң 1400 километир узунлуқтики чеграсиға җайлашқан икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر