талибан шивейтсийәниң афғанистандики паалийәтлирини тохтатти

талибан һөкүмити шивейтсийәниң афғанистандики барлиқ паалийәтлириниң қуран кәримниң көйдүрүлүшигә йол қойғанлиқи үчүн тохтитилғанлиқини җакарлиди.

2009781
талибан шивейтсийәниң афғанистандики паалийәтлирини тохтатти

 түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, қуран кәримни көйдүрүшкә йол қойғанлиқи үчүн, таки мусулманлардин кәчүрүм сориғанға қәдәр шивейтсийәниң афғанистандики барлиқ паалийәтлириниң тохтитилғанлиқини байан қилди.

муҗаһид қуран кәримни көйдүрүшни пәскәрләчә қилмиш дәп атиди, һәмдә барлиқ ислам дөләтлириниң шивейтсийә билән болған мунасивәтлирини қайта көздин кәчүрүши керәкликини ейтти.

талибанлар 2021-йили 15-авғуст күни афғанистанда һакимийәтни қолға киргүзгәндин кейин, шивейтсийәни өз ичигә алған нурғун дөләтләрниң кабулдики вакаләтханилирини тақиған болсиму, әмма шивейтсийәниң бир қисим инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлири бу дөләттики паалийәтлирини давамлаштурғаниди.

шивейтсийәниң пайтәхти стокһолмда, әсли ирақлиқ салван момика 28-ийун күни стокһолм җамәсиниң алдида сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни  көйдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر