йәмәндә иранниң қоллиши астидики  хусийларниң зүлүмлири бир - бирләп оттуриға чиқмақта

йәмәндә иранниң қоллиши астидики  хусийлар тәрипидин 13 йил илгири тутуп кетилгән 16 кишиниң җәсити тепилди.

2006517
йәмәндә иранниң қоллиши астидики  хусийларниң зүлүмлири бир - бирләп оттуриға чиқмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән кишилик һоқуқ вә әркинлик тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, қанчилиған йиллар илгири хусий қораллиқ унсурлири тәрипидин тутуп кетилгән кишиләрниң җәсәтлириниң йәмәнниң шималидики амрам шәһиридә тепилғанлиқи уқтурулди.

байанатта, район хәлқиниң шәһәргә қарашлиқ харф суфйан районида еғизи таш вә лай билән тақивитилгән бир өңкүрдә қоллири бағланған искилитларни учратқанлиқи билдүрүлди.

хусий қораллиқ унсурлириниң мәзкур 16 кишини 2010-йили тутқун қилғанлиқи әскәртилгән байанатта, хусийларға тәвә түрмиләрдә мәҗбурий ғайиб қилинған онларчә киши барлиқи вә хусийларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чақириқлириға писәнт қилмастин, уларниң ақивәтлири һәққидә мәлумат беришни рәт қилип келиватқанлиқи билдүрүлди.  

хусийлар бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر