филиппин йанар тағ әтрапидики аһалини тарқақлаштурушни давамлаштурмақта

филиппин пайтәхти маниланиң шәрқий җәнубиға җайлашқан лузон арилидики майон йанар теғидин еқип чүшүватқан волқан сәвәбидин йеқинқи үч күндә йәнә алтә миң адәм тарқақлаштурулди.

2000896
филиппин йанар тағ әтрапидики аһалини тарқақлаштурушни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин хәвәр агентлиқи албай өлкиси валийси едсел грекис лагманниң һазирға қәдәр җәмий 19 миң 79 кишиниң бихәтәр районларға орунлаштурулғанлиқини, буниң ичидики 6000 кишиниң йеқинқи үч күндә тарқақлаштурулғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

даириләр йанар тағ еқиминиң тәсиригә учриғанларға чедир, йемәклик вә асаслиқ тәминат йардими бәрди.

өйлиридин айрилишқа мәҗбур болған кишиләрниң албай өлкисидә тәсис қилинған 22 тарқақлаштуруш мәркизигә орунлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر