даешқа қарши күрәш йәр шариви бирләшмиси йиғини сәуди әрәбистанда чақирилди

даешқа қарши күрәш йәр шариви бирләшмиси сәуди әрәбистанда йиғин чақирип, мунасивәтлик мәсилиләрни музакирә қилди.

1997482
даешқа қарши  күрәш йәр шариви бирләшмиси йиғини сәуди әрәбистанда чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанда чақирилған даешқа қарши күрәш йәр шариви бирләшмиси йиғинида, йәр шариви бирләшминиң сүрийә хәлқи билән бир сәптә туруп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишиниң 2254- номурлуқ қарариниң роһиға асасән, киризисқа үзүл – кесил сийасий чарә тепиш тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқи тәкитләнди.

йиғиндин кейин елан қилинған бирләшмә байанатта, даештин азад қилинған районларда «муқимлиқ» ниң әһмийити тәкитлинип, сүрийәниң һәр қайси җайлиридики сақлиниватқан мәсилиләргә сийасий чарә тепишқа пайдилиқ шараитларни йаритиш үчүн, йаришиш вә қайтидин бир гәвдилишиш хизмәтлирини қоллашниң давамлаштурулидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, министирларниң һол вә роҗ лагерлиридики даеш терорчилириниң туғқанлириниң бихәтәрлик шараити вә инсанпәрвәрлик вәзийитини йахшилаш үчүн, узун муддәтлик чариләрни йолға қойушниң әһмийитини тәкитләп өткәнликигә ишарәт қилип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر