йавропа косоводики йәрлик сайламниң қайта өткүзүлүшини тәләп қилди

йавропа иттипақи җиддийчилик күчийип кәткән косовода йәрлик сайламниң қайта өткүзүлүшини тәләп қилди.

1994326
йавропа косоводики йәрлик сайламниң қайта өткүзүлүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел йавропа сийасий гәвдиси башлиқлар йиғини өткүзүлгән молдавийәдә косово пирезиденти вжоса османи вә сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ билән айрим – айрим көрүшүп сөһбәтләшти؛ арқидин фирансийә пирезиденти еммануел макрон, германийә баш министири олаф шолз һәмдә косово вә сербийә рәһбәрлири билән бирликтә көрүшүп, косовониң шималидики вәзийәтни музакирә қилди.

боррел иҗтимаий таратқудики адресида бу һәқтә байанат берип, өзлириниң косовониң шималидики «хәтәрлик» вәзийәтни музакирә қилғанлиқини вә йавропа иттипақиниң косоводин «йәрлик сайламниң дәрһал қайта өткүзүлүши, косово серблириниң сайламға аваз қошушиға капаләтлик қилиниши вә йавропа иттипақи қолайлиқ йаритип бәргән сөһбәтләр даирисидә серблар көп санлиқни игиләйдиған шәһәрлик һөкүмәтләр бирләшмисини қуруш хизмитиниң башлиниши»дин ибарәт үч мәсилидә қәдәм ташлашни тәләп қилғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «бу қәдәмләрниң ташланмаслиқи мунасивәтлиримиздә еғир мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду» дегәнләрни қәйт қилди.

23-апрел өткүзүлгән йәрлик сайламда косовониң шималидики серблар топлишип олтурақлашқан звечан, зубин поток вә лепосавич қатарлиқ шәһәрләрдә ғәлибә қилған албанийә шәһәр башлиқлириниң вәзипә өтәшкә башлиши 26- май косова серблириниң наразилиқ намайишиға дуч кәлгәниди.

албан шәһәр башлиқлирини қоғдаш үчүн районға әвәтилгән косово сақчилири билән косово серблири оттурисида тоқунуш йүз бәргән, 29 – майда шәһәрлик һөкүмәт биналирини қоғдаватқан косово тинчлиқ сақлаш қисимлири билән косоволуқ серблар оттурисида сүркилиш йүз берип, тинчлиқ сақлаш қисимлириниң 30 әскири йариланғаниди.

сербийә һөкүмити косово серблири тәрипидин байқут қилинғанлиқи үчүн, хәлқниң қатнишиш нисбити %3 гә чүшүп қалған сайламниң инавәтсиз икәнликини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر