америка русийә – беларусийә келишимигә инкас қайтурди

америка қошма иштатлири русийә билән беларусийә оттурисида имзаланған тактикилиқ йадро қораллири келишимигә инкас қайтурди.

1991175
америка русийә – беларусийә келишимигә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карине җеан пиерре күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, русийә билән беларусийә оттурисида тактикилиқ йадро қораллирини беларусийәгә орунлаштурушни рәсмийләштүрүш келишиминиң имзаланғанлиқини, бу келишимниң америкаға қилчә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини қәйт қилди.

у русийәниң йадро қораллирини ишлитишкә тәййарлиқ қиливатқанлиқиниң һечқандақ аламити йоқлуқини әскәртти, һәмдә русийәниң бу қәдимини «мәсулийәтсизлик қилиш вә иғвагәрчилик йолини таллашниң йәнә бир мисали» дәп атиди.

пиерре шималий атлантик әһди тәшкилати- натониң коллектип һалда өзини мудапиә қилиш һоқуқиниң барлиқини, өзлириниңму буниңға қәтий әмәл қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мат миллерму беларусийәниң русийә билән тактикилиқ йадро қораллири келишими имзалишини әйибләп мундақ деди: «бу русийәниң бир йилдин көпрәк вақит илгири украинаға омумйүзлүк таҗавуз қилиши җәрйанидики мәсулийәтсизликлириниң әң йеңиси һесаблиниду.»

миллер русийәниң украина билән болған урушта бийологийәлик, химийәлик йаки йадро қораллирини ишлитишиниң еғир бәдәллири болидиғанлиқини, буни илгириму оттуриға қойғанлиқлирини қәйт қилди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән беларусийә дөләт мудапиә министири виктор хренен түнүгүн (26-май) беларусийәдә тактикилиқ йадро қораллирини орунлаштуруш тоғрисидики һөҗҗәтләргә имза қойғаниди.

хренен буниң ғәрб дөләтлириниң «достанә болмиған» вә «таҗавузчилиқ» сийаситигә берилгән җаваб икәнликини тәкитлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر