пакистан һиндистанниң қарариға наразилиқ билдүрди

пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари һиндистанниң җамму кәшмирдә 20 дөләт гуруһи йиғини өткүзүшигә наразилиқ билдүрди.

1989733
пакистан һиндистанниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвиригә қариғанда, пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари азад җамму кәшмир қанун чиқириш мәҗлисидә қилған сөзидә, һиндистанниң җамму кәшмирдә 20 дөләт гуруһи йиғини өткүзүшини «қанунсиз» дәп атиған.

зәрдари йеңи деһлиниң бу арқилиқ ихтилаплиқ районни «қануний» җәһәттин өзиниң қиливелиш йолида издиниватқанлиқини әскәрткән һәмдә һиндистанниң 20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәисликини сүйестимал қиливатқанлиқини илгири сүргән.

йәнә бир тәрәптин, пакистанниң пайтәхти исламабад шәһиридә вә азад җамму кәшмир районидиму йүзләрчә киши бир йәргә җәм болуп, һиндистанниң 20 дөләт гуруһиниң бу һәрикитигә наразилиқ билдүргән.

азад җамму кәшмир райониниң пайтәхти мозаффәрабад шәһиридә бир йәргә җәм болған намайишчилар, йеңи деһлиниң 20 дөләт гуруһиниң сайаһәт йиғинини сринагар шәһиридә чақиришиға наразилиқ билдүргән, һәмдә һиндистанға қарши шоарларни товлиған.

йеңи деһлиниң бу қарариға наразилиқ билдүрүш үчүн исламабадтиму намайиш өткүзүлгән.

һиндистан 20 дөләт гуруһи сайаһәт хизмәт гурупписи йиғинини 22-24-май күнлири җамму кәшмир райониниң сринагар шәһиридә чақиридиғанлиқини уқтурғаниди.

әнглийә 1947-йили мустәмликиси болған һиндистандин чиқип кәткән мәзгилдә кинәзлик болған кәшмир, әмдила мустәқил болған һиндистан йаки пакистандин бири билән бирлишиш йолини таллашқа дуч кәлгән.

нопусиниң %90 и мусулман болған кәшмир хәлқи 1947-йили пакистанға қошулуп кетиш ирадисини намайан қилған болушиға қаримай, әйни вақитники кәшмир шаһзадиси һиндистан билән бирлишишни қарар қилғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 1948- йилидин буйан түрлүк қарарларни мақуллаш арқилиқ кәшмирниң «һәрбийсиз район» ға айландурулуши вә келәчикиниң реферандум арқилиқ бекитилишини нишан қилмақта.

һиндистан һөкүмити реферандум өткүзүлүшигә қарши позитсийә тутса, пакистан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши қарарлириниң әмәлийлишишини тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر