елон маск твиттердики вәзиписидин истепа бериду

елон маск твиттерниң баш иҗраийә директори (CEO) лиқ вәзиписидин айрилиду.

1985630
елон маск твиттердики вәзиписидин истепа бериду

түркийә авази радийоси хәвири: елон маск твиттерда вәзиписидин айрилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

у: «твиттер үчүн йеңи иҗраийә директорини вәзипигә қойидиғанлиқимни уқтуридиғанлиқимдин интайин һайаҗанлиниватимән. тәхминән алтә һәптә ичидә вәзиписини башлайду» деди.

у йеңи директорниң ролиниң мәһсулат, йумтал вә мулазимәтни назарәт қилидиған мудирийәт башлиқи шундақла баш техника мудири (CTO) болидиғанлиқини билдүрди.

маск һәмбәһрлигән учурлардин йеңи баш иҗраийә директориниң айал болидиғанлиқи билингән болсиму, әмма нам-шәрипи ашкариланмиди. у декабир (2022) да, твиттерниң баш иҗраийә директорлуқ вәзипиидин истепа бериш-бәрмәслик тоғрисида рай синаш елип баридиғанлиқлирини вә нәтиҗини қобул қилидиғанлиқлирини ейтқан иди.

тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, 17 милйон 500 миңдин артуқ адәм беләт ташлиған болуп, беләт ташлиғучиларниң %57.5 и маскниң айрилишини, %42.5 и вәзиписини давамлаштурушини халайдиғанлиқини билдүргән.

маск өзиниң вәзиписини өткүзүвалидиған «әхмәқ» тин бирни тапқан һаман твиттерниң баш иҗраийә директорлуқ вәзиписидин истепа берип, йумтал вә мулазиметир гурупписинила башқуридиғанлиқини билдүргән иди.

тесланиң бәзи пайчеклири твиттер маскниң диққитини бөлүвитидиған болуп қалди дәп қараватқан болуп, униң тесладики вәзиписигә көңүл бөләлмәсликидин әндишә қиливатқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر