хитайниң вухән вируси тоғрисидики доклати диққәт қозғиди

хитайдики мәлум тәтқиқат гурупписи тәхминән үч йил илгири елинған вә вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик болған әвришкиләрниң анализини елан қилди.

1971391
хитайниң вухән вируси тоғрисидики доклати диққәт қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: хунән деңиз мәһсулатлири вә йавайи һайванлар базири вухән вирусиниң йилтизини тәтқиқ қилишниң мәркизий нуқтиси болди.

тәтқиқат, вируста йава һайванларниң ген материйали барлиқини ашкарилиди.

бәзи алимларниң ейтишичә, бу кесәлликниң әслидә йуқумланған бир һайвандин адәмгә йуққанлиқиға мунасивәтлик йәнә бир испатниң барлиқини билдүридикән.

«тәбиәт журнили» да елан қилиништин илгири башқа алимлар тәрипидинму дәлилләнгән бу йеңи анализ, базардики тәзгаһлардин, кишиләрдин, қәпәз вә машинилардин топланған бу әвришкиләр тоғрисида техиму муһим тәпсилий мәзмунларни өз ичигә алиду.

хитай гурупписиниң тәтқиқати, йавайи һайванлар сетилидиған районлардин йиғилған бәзи әвришкиләрниң вирус тәкшүрүшидә мусбәт чиққанлиқини көрситиду.

анализда йәнә, вирусниң асан йуқидиғанлиқи билинидиған һайванларниң, болупму рак итлириниң бу җайларда биваситә сетилғанлиқини билдүриду.

бирақ, хитай тәтқиқатчилири буларниң йуқумниң қандақ башланғанлиқини толуқ испат билән тәминлимәйдиғанлиқини алаһидә әскәртиду.

елан қилинған тәтқиқат нәтиҗиси, америка әмәлдарлири арисида вирусниң тәҗрибиханидин чиқип кетиш нәзәрийәси күчийиватқан вәзийәттә елан қилинди.

хитай һөкүмити вирусниң илмий орундин кәлгәнлики тоғрисидики қарашларни қәтий рәт қилди.

америка федератсийә тәкшүрүш идариси вә америка енергийә министирлиқи қатарлиқ органлар, һазир өзлириниң буниң (тәҗрибихана нәзәрийәси) «еһтималлиқи әң чоң» әһвал икәнликигә ишинидиғанлиқлирини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر