кабулда адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистан пайтәхти кабулда ташқи ишлар министирлиқиниң әтрапида адәм бомба һуҗуми йүз бәрди. һуҗумда, алтә киши җенидин айрилди.

1965752
кабулда адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул сақчи идарисиниң байанатчиси халид зәдран адәм бомбиниң ташқи ишлар министирлиқи җайлашқан кочиниң кириш қисмидики контрол нуқтисиға йеқинлашқанда хәвпсизлик тармақлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини, бу җәрйанда адәм бомбиниң бәдинигә теңивалған бомбини партлатқанлиқини билдүрди.

у һуҗумда алтә кишиниң җенидин айрилғанлиқини әскәртип, үч талибан әзаси вә бир қанчә пуқраниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

у кабулниң әң чоң дохтурханиниң тор бетидә, ташқи ишлар министирлиқиниң әтрапида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида җенидин айрилған икки кишиниң җәситиниң дохтурханиға елип келингәнлики, бир кичик балини өз ичигә алған 12 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

талибан һазирғичә партлаш тоғрисида һечқандақ мәлумат елан қилмиди. 11-йанварму ташқи ишлар министирлиқиниң кириш қисмида партлаш йүз берип, бәш киши җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر