фирансийәдики намайишларда 113 киши тутулди

фирансийәдә пенсийә ислаһати қануниниң қобул қилиниши билән охшимиған шәһәрләрдә партлиған намайишларда 113 киши қолға елинди.

1962758
фирансийәдики намайишларда 113 киши тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә һөкүмәтниң пенсийә ислаһати қанунини қобул қилиши билән охшимиған шәһәрләрдә партлиған намайишларда, сақчилар вә намайишчилар оттурисида пат-пат сүркилиишләр йүз бәрди.

париждики намайишчилар саинт –лаза пойиз истансиси, җумһурийәт вә бастилле мәйдани қатарлиқ җайларда йиғилди. намайишчиларниң көпчиликини йашла тәшкил қилди.

намайишчилар тазилиқ ишчилириниң иш ташлиши сәвәбидин тәхминән икки һәптидин буйан пайтәхт кочилирида топлинип қалған әхләт сандуқлирини өрүп, әхләтләргә от қойуп бәрди.

фирансиййә таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, парижда һазирғичә 113 намайишчи тутулған.

өктичиләрниң пенсийә ислаһати тоғрисида һөкүмәткә қарши парламентқа сунған икки тәклипи рәт қилинған вә ислаһат қанун тәклипи қобул қилинған иди.

пенсийә йешини тәдриҗий һалда 62 дин 64 кә чиқиридиған ислаһат билән, бир киши 2027-йили пенсийә маашини толуқ алалиши үчүн 43 йил бойичә суғуртасини төлигән болуши керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر