кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар сани 19 ға йәтти

шанлиурфа вә адийаманда 15 – март күни йүз бәргән кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар сани 19 ға йәтти.

1962279
кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар сани 19 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: адийаманда йүз бәргән кәлкүн апитидә икки киши һайатидин айрилған, икки киши еқип кәткән иди.

кәлкүн апитидин кейин йоқап кәткән бир ана билән униң қизини издәш – қутқузуш паалийәтлири уда бирқанчә күндин буйан изчил давамлишивататти.

издәш – қутқузуш паалийәтлири давамида, аниниң җәсити тепилди, әмма униң бир йерим йашлиқ қизи зәйнәпниң техичә из – дерики болмиди.

16 киши һайатидин айрилған шанлиурфадиму сәлдә еқип кәткән йүк аптомобили шопурини издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта.

кәлкүн апитидә талапәткә учриған районда давамлишиватқан издәш – қутқузуш паалийәтлиригә, 7585 хадим вә 1485 қутқузуш вастилири қатнашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر