талибан теһран әлчиханисини өткүзүвалди

афғанистанниң теһран әлчиханиси талибан һөкүмитигә өткүзүп берилди.

1951819
талибан теһран әлчиханисини өткүзүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмити ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси абдулқаһһар бәлхи өзиниң хусусий твиттер адресида иран пайтәхти теһрандики афғанистан әлчиханисиниң өткүзүвелинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, афғанистанниң теһран әлчиханисиға йеңи мәслиһәтчи вә дипломатларниң вәзипигә тәйинләнгәнликини билдүрүп, буниң билән әлчихана хизмәтлириниң давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.

афғанистанниң теһран әлчиханисидики дипломатлар әлчихана бинасини бошатти. түркмәнистан, пакистан,русийә вә хитайдики афғанистан әлчиханилири өткән йили (2022) талибанға өткүзүп берилгән иди. бу дөләтләр афғанистан әлчиханилирини талибан вақитлиқ һөкүмитигә өткүзүп бәргән болсиму, әмма дунйадики һечқандақ бир дөләт һазирғичә талибан һөкүмитини рәсмий етрап қилмиди. дунйаниң башқа җайлиридики афғанистан әлчиханилирида болса, илгирики сабиқ һөкүмәтниң дипломатлири турмақта.

талибан 2021-йили 15-авғуст афғанистан һакимийитини игәллигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر