пакистанниң карачи шәһиридики бир сақчи идариси қораллиқ һуҗумға учриди

пакистанниң карачи шәһиридә қораллиқ кишиләр бир сақчи идарисиға һуҗум қилди...

1948107
пакистанниң  карачи шәһиридики бир сақчи идариси қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң карачи шәһиридә қораллиқ кишиләр сақчи идарисиға һуҗум қилип, бихәтәрлик қисимлирини өз ичигә алған төт кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарди؛ сақчилар билән қораллиқ һуҗумчилар оттурисидики тоқунушта, икки һуҗумчи бир тәрәп қилинди.

пакистан таратқулири, 8  — 10 кишилик қораллиқ һуҗумчиларниң карачи сақчиханисиға һуҗум қилғанлиқини, сақчилар билән һәрбий қисимлар бирликтә елип барған зәрбә бериш һәрикити җәрйанида бихәтәрлик қисимлирини өз ичигә алған төт кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 18 кишиниң йариланғанлиқини, икки һуҗумчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, үч һуҗумчиниң өзини партлитип өлүвалғанлиқини хәвәр қилди.

исмини ашкарилашни халимиған бир әмәлдар, һуҗумчиларниң сақчи формиси кийивалғанлиқини билдүрди.

«давн гезити», һуҗумниң җавабкарлиқини пакистан талибанлириниң үстигә алғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر