иран пирезиденти рәиси хитайда зийарәттә болди

хитай билән иран афғанистандики талибан вақитлиқ һөкүмитини айалларниң хизмәт вә маарипиға қойған чәклимиләргә хатимә беришкә чақирди.

1947870
иран пирезиденти рәиси хитайда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти ибраһим рәисиниң хитайдики үч күнлүк дөләт ишлири зийаритидин кейин, түнүгүн (16-феврал) қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлгәнлики уқтурулди.

рәиси билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң сийасәт, бихәтәрлик, мудапиә, иқтисадий тәрәққийат, маарип вә мәдәнийәт мәсилилири билән бирликтә район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнлики тәкитләнгән байанатта, сөһбәтләр җәрйанида сода, деһқанчилиқ, санаәт, қайта һасил болидиған енергийә вә ул-әслиһә мәсилилириниңму музакирә қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, сөһбәтләр җәрйанида талибанниң 2021 - йили 8- айда афғанистанда һакимийәт бешиға чиққандин буйан айаллар вә қизларниң маарип һәмдә хизмәттики орниға көрүнәрлик чәклимә қойуши мәсилисиниңму муһакимә қилинғанлиқиға ишарәт қилип өтүлди.

«икки тәрәп афғанистан даирилирини барлиқ етник вә сийасий гуруппилар әмәлий иштирак қилған сиғдурушчан һөкүмәт тәшкилләп, айаллар, аз санлиқ милләтләр вә башқа динларға қаритилған кәмситиш қилмишлирини ахирлаштурушқа чақирди» дегән ибариләргән орун берилгән байанатта, шималий атлантик әһди тәшкилати — натодики бир қисим дөләтләрниң, болупму америка қошма иштатлириниң афғанистанниң нөвәттики вәзийитиниң җавабкари икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر