иранниң сабиқ муавин мудапиә министири өлүм җазасиға һөкүм қилинди

иран сабиқ муавин дөләт мудапиә министири әли риза әкбәрини әнглийәгә җасуслуқ қилиш җинайити билән әйибләп, өлүм җазасиға һөкүм қилди.

1931813
иранниң сабиқ муавин мудапиә министири өлүм җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: иран әдлийә оргини қармиқидики мизан хәвәр агентлиқи, әкбәриниң бир мәзгил илгири иранға қарши әнглийәгә җасуслуқ қилғанлиқи үчүн тутқун қилинип түрмигә ташланғанлиқини вә сот мәһкимиси тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини хәвәр қилди.

мәһкиминиң өлүм җазаси қарари алий сотниң етираз әрзини рәт қилиши билән җәзмләшкән болди.

йәнә бир тәрәптин, иран истихбарат министирлиқи әкбәриниң дөләтниң сәзгүр вә истратегийәлик мәркәзлириниң учурлирини әнглийәниң «MI6» намлиқ дөләт бихәтәрлик идарисиға йәткүзүп бәргәнликиниң паш болғанлиқини билдүрди.

байанатта, әли риза әкбәри, «иранниң истратегийәлик органлириға мунасивәтлик муһим учурларни топлап, нурғун қетим мәқсәтлик һалда әнглийә истихбарат идарисиға йәткүзүп бәргән әң муһим җасусларниң бири» дегән ибариләргә орун берилди.

әли риза әкбәри 1997-йилидин 2005-йилиғичә болған арилиқта вәзипә өтигән пирезидент муһәммәд хатәми дәвридә муавин дөләт мудапиә министири болған.

гәрчә иран-әнглийә қош дөләт тәвәликигә игә икәнлики қәйт қилинған әкбәриниң қачан қолға елинғанлиқи тоғрисида һечқандақ учур берилмигән болмисиму, әмма дөләт таратқулири униң «2019- 2020-йиллири» арилиқида тутқун қилинғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر