фирансийәдә пойиз истансисида пичақлиқ һуҗум йүз бәрди
фирансийәниң пайтәхти париждики гаре ду норд пойиз истансисида бир кишиниң пичақлиқ һуҗум қилиши нәтиҗисидә, бирсақчини өз ичигә алған бәш адәм йариланди.
1930991
түркийә авази радийоси хәвири: һаутс де франсе районлуқ қатнаш идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида билдүрүлүшичә, пайтәхт париждики гаре ду норд пойиз истансисида бир киши әтраптики йолучиларға пичақлиқ һуҗум қилип, нурғун кишини йариландурған.
сәһийә хадимлири йаридарларни қутқузушқа тиришқан, һәмдә бир тәрәп қилинған зораван нәқ мәйдандин йирақлаштурулған.
вәқәдин кейин, бир мәзгил тохтап қалған пойиз қатниши қайта башланған.