елон маск американиң тивиттердики 250 миң һесабни тақашни тәләп қилғанлиқини ашкарилиди

тивиттер вә ширкитиниң хоҗайини елон маск америка даирилириниң твиттердики 250 миң һесабни тақашни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

1927822
елон маск американиң тивиттердики 250 миң һесабни тақашни тәләп қилғанлиқини ашкарилиди

түркийә авази радийоси хәвири: елон маск «тивиттер һөҗҗәтлири» намида давамлаштуриватқан ашкарлашларниң 11 – сини  әркин журналист мат тәйбби арқилиқ елан қилди.

елон маск мат тәйббиниң йазмисини һәмбәһирләп, «америка даирилири журналистлар вә канада әмәлдарлириниму өз ичигә алған 250 миң һесабни тақашни тәләп қилди» деди.

журналист тәйбби һәмбәһирлигән бир учурида, америка йәршари өз-ара тәсир көрситиш мәркизи (GEC) ниң доклатиниң америка ички бихәтәрлик министирлиқи (DHS) ниң санлиқ мәлуматлирини мәнбә қилидиғанлиқини тәкитләп, тақилиши тәләп қилинған һесабларниң ичидә «2 йаки униңдин көпрәк» рәсмий һесабларниңму барлиқини билдүрди.

елон маск узун мәзгилдин буйан тивиттерниң сабиқ башқурғучисиниң орган ичи йезишмилирини бир гуруппа журналистлар билән һәмбәһирлшишип ашкарилашни давамлаштурмақта.

тивиттерниң йеңи башқурғучиси вә мустәқил журналистларниң  «тивиттер һөҗҗәтлири» дәп атилидиған бу бир қатар тивиттер учурлири,  тивиттерниң сабиқ башқурғучисиниң сийасий көз қарашлири сәвәбидин һәмбирләнгән учурларға тәрәпбазлиқ билән мудәхилә қилғанлиқини ашкарилиди.

һазирға қәдәр ашкариланған учурларда, америка пирезиденти җо байдин гурупписиниң тәлипигә бинаән сайлам җәрйанида ашкариланған байдинниң оғли хонтер байденға аит учурларниң чәклиниши, доналд трампниң һесабиниң тохтитилиши, шундақла тивиттерниң сабиқ башқурғучисиниң америка армийәсиниң оттура шәрқтики тәшвиқатлири үчүн суйиистимал вастиси болуп бәргәнлики ашкариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر