кувәйт тунҗи сүний һәмраһини аләм бошлуқиға қойуп бәрди
кувәйт тунҗи сүний һәмраһиниң америка қошма иштатлириниң флорида иштатидики бир базидин аләм бошлуқиға қойуп бәргәнликини уқтурди.
1927689
түркийә авази радийоси хәвири: кувәйтниң « KUNA» агентлиқи ниң хәвәр қилишичә, « Kuveyt Sat-1» сүний һәмраһи, флорида иштатидики капе канаверал һәрбий базисидин, америка аләм кемиси вә ракета ишләпчиқарғучи SpaceX ниң фалкон 9 ракетаси арқилиқ аләм бошлуқиға қойуп берилгән.