иранда 19 йашлиқ йәнә бир намайишчи өлүм җазасиға һөкүм қилинди

иранда нәччә айғичә давамлашқан намайишта «бир сақчини йаридар қилған вә һөкүмәт бинасиға от қойған» дегән әйибләш билән йәнә бир намайишчи өлүм җазасиға һөкүм қилинди.

1927205
иранда 19 йашлиқ йәнә бир намайишчи өлүм җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: иран әдлийә оргиниға қарашлиқ мизан хәвәр агентлиқи 19 йашлиқ муһәммәд буругаға берилгән өлүм җазасини алий сотниң тәстиқлиғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә пайтәхт теһрандики намайишта қолға елинған буруганиниң «өлтүрүш нийити билән сақчиға һуҗум қилиш вә зәхимләндүрүш», «җәмийәт тәртипини бузуш», «қорқунч вә хәпсизлик йейиш» «һөкүмәт бинасиға от қойуш» қатарлиқ әйибләшләр билән 29 - өктәбирдә инқилабий сот мәһкимисидә өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлди.

буруганиниң өлүм җазасиниң кейин алий сот тәрипидинму тәстиқланғанлиқи вә бу делода йеңи бир қарар елинмиғанлиқи уқтурулди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати буруганиға берилгән өлүм җазасиниң алий сот тәрипидин тәстиқланғанлиқини әйиблиди.

теһранда 13 – синтәбирдә әхлақ сақчислири тәрипидин назарәткә елинған  22 йашлиқ маһса әмининиң 16 – синтәбирдә саҗчиханида қаза қилиши, һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайишларға сәвәб болған иди.  

иранда 110 күн давам қилған маһса әмини намайишиға четишлиқ һазирғичә кәм дегәндә 11 киши өлүм җазасиға һөкүм қилинип, улардин 2 нәпириниң өлүм җазаси иҗра қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر