исираилийәдә нетанйаһу һөкүмити ишәнч авазиға еришти

исираилийәдә бинйамин нетанйаһу рәһбәрликидики йеңи бирләшмә һөкүмәт парламентта ишәнч авазиға еришти.

1925609
исираилийәдә нетанйаһу һөкүмити ишәнч авазиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири:  исраилийә парламенти ликуд партийәсиниң рәһбири нетанйаһу башчилиқида қурулған исраилийәниң 37-һөкүмитигә беләт ташлиди.

беләт ташлашта, нетанйаһуниң 120 кишилик парламентқа сунған бирләшмә һөкүмити 63 парламент әзасиниң ишәнч авазиға еришти. 54 парламент әзаси қарши аваз бәрди. шундақ қилип, исраилийәдә әң узун баш министирлиқ вәзиписини өтигән нитанийаһу сийасий һайатида 6-қетим баш министирлиқ орнида олтурған болди.

парламентта ликуд партийәсиниң парламент әзаси амир охана парламент рәисликигә сайланди. у исираилийә дөлити парламентиниң тунҗи һәмҗинис башлиқи болуп қалди. нетанйаһуниң кабинети пүтүнләй оң қанат партийәләрдин тәркиб тапқан болуп, 30 министирдин тәшкилләнди, уларниң 5 нәпири айал болди.

йеқинқи йилларда муддәттин бурун өткүзүлгән сайлам вә бирләшмә һөкүмәт киризиси ичидә туруватқан исраилийәдә 11-айниң 1-күни (2022) өткүзүлгән чоң сайламда, сабиқ баш министир вә өктичи рәһбәр нетанйаһу башчилиқидики оңчи партийәләр 120 кишилик парламентниң 64 орнини қолға кәлтүрүп ғәлбигә еришти.

нитанийаһу башчилиқидики йеңи бирләшмә һөкүмәт исраилийә сийасий тарихидики «әң оң қанат һөкүмәт» дәп қаралмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر