путин: беларусийә иттипақдишимиз

русийә пирезиденти владимир путин беларусийәниң русийәниң иттипақдиши икәнликини ейтти.

1921310
путин: беларусийә иттипақдишимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин беларусийә пирезиденти александир лукашенко билән беларусийәниң пайтәхти минискта бир йәргә җәм болди.

у учришишниң ахбарат васитилириға йепиқ қисмида қилған сөзидә, лукашенко билән икки дөләт оттурисида давамлишиватқан һәмкарлиқ һәққидә кәң даирилик музакирә елип баридиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «бихәтәрлик мәсилисиму икки дөләт мунасивәтлири җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә мәсилиләрдин биридур. йеқинқи мәзгилләрдә бихәтәрлик мәсилилиригә вә хәлқаралиқ саһәләрдә һәмкарлиққа наһайити зор әһмийәт берип келиватимиз. мунасивәтлиримизниң тәрәққийатидин асасий җәһәттин хурсәнмиз. беларусийә бизгә нисбәтән бир қошна дөләт болуштинму бәкрәк муһимдур. қисқиси, беларусийә бизниң иттипақдишимиздур.»

лукашенко болса, икки дөләт һөкүмәтлириниң қойуқ һәмкарлиишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сода омумий соммимизниң ешиши вә илгири һәмкарлиққа тосалғу болуватқан көплигән мәсилиләрниң һәл қилиниши буниң әң рошән намайәндисидур. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, русийә билән беларусийәгә қарши түрлүк саһәләрдә ембарго йүргүзүлмәктә. ембарголарниң тәсирини болса, ортақ қәдәмләрни ташлаш арқилиқ бир тәрәп қилдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر