кәркүктә террорлуқ тәшкилати даеш әзалириға қарши һәрикәт башланди

ирақ бихәтәрлик қисимлири кәркүк шәһириниң җәнубида байқалған террорлуқ тәшкилати даеш әзалириға қарши һәрикәт башлиди.

1916226
кәркүктә террорлуқ тәшкилати даеш әзалириға қарши һәрикәт башланди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идарисиниң ахбарат ишлири байанатчиси амир нури бу һәрикәтниң һавис наһийәсигә қарашлиқ кичик йоргун, бүйүк йоргун, һәмидийә вә малиха йезилиридин башқа йәнә, һаса, әл-җәнаби вә әл-йоргун вадисиға йеқин җайлардиму елип берилғанлиқини, ирақ һава армийәсиниңму һәрикәткә йеқиндин маслашқанлиқини вә һашди шабби қисимлириниңму һәрикәткә қатнашқанлиқини билдүрди.

даеш террорлуқ тәшкилати 2014 - йили ийун ейида ирақниң мусул, салаһадин вә әнбар өлкилириниң һәммисини, шундақла дийала вә кәркүк өлкилириниң бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир қанчә йил ичидә даештин қайтурувелинған иди.

ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр әлабади 2017 - йили 9 - декабирда даешқа қарши күрәштә ғәлибә қилғанлиқлирини елан қилған иди.

гәрчә даеш райондин қоғлап чиқирилип, шәһәрләр қайтурувелинғиниға 5 йил болған болсиму, даешниң һуҗумлири болупму кәркүк, дийала, мусул, салаһаддин вә әнбар өлкилириниң йеза – қишлақлирида пат- пат давамлишип кәлмәктә.


خەتكۈچ: #даеш , #кәркүк

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر