литванийә бир рус дипломатни «қарши елинмайдиған адәм» елан қилди

литванийә русийәниң вилнйуста турушлуқ әлчиханисиниң бир дипломатини «қарши елинмайдиған адәм» елан қилинғанлиқини уқтурди.

1913826
литванийә бир рус дипломатни «қарши елинмайдиған адәм» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: литванийә радийо – телевизийә баш идариси (LRT)  ниң хәвәр қилишичә, русийә әлчиханисиниң бир хадими литванийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилған вә униңға нота тапшурулған.

хәвәрдә дейилишичә, рус дипломатниң «қарши елинмайдиған адәм» елан қилинишиниң сәвәби, униң «дипломатик бәлгилимиләргә уйғун болмиған паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи» икән.

литванийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида билдүрүлүшичә, мәзкур шәхстин 5 күн ичидә дөләт чеграсидин чиқип кетиши тәләп қилинған.

игилинишичә, бу, литванийәниң русийә – украина оттурисида 24 – феврал күни уруш башланғандин буйан 4 – қетим мушундақ қарар чиқириши икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر