полшаға башқурулидиған бомба чүшти

полшаниң украина чеграсиға җайлашқан прзеводов (Przewodow) йезисиға мәнбәси ениқ болмиған бир башқурулидиған бомбиниң чүшүши сәвәбидин икки киши җенидин айрилди.

1906875
полшаға башқурулидиған бомба чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: полша пирезиденти андрзеҗ дуда (Andrzej Duda): «башқурулидиған бомбини кимниң атқанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат йоқ» дегән болсиму, әмма дөләт хәвпсизлик кеңишини җиддий топлинишқа буйруқ қилди.

полша баш министири матеис моравики (Mateusz Morawiecki) полшаниң нато әзаси икәнликини хатирилитип, натониң 4-маддисини һәрикәткә өткүзүш чарисиниң күнтәртиптә икәнликини ейтти.

у русийә баш әлчисиниң ташқи ишлар министирлиқиға чақирилғанлиқини билдүрди.

бирақ, русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, мәзкур башқурулидиған бомбиниң русийәниң әмәслики тәкитләнгән һалда: «полша земиниға русийәниң башқурулидиған бомбиси чүшкәнлики тоғрисидики әйибләшләр күшкүртчилик болуп, җиддийчиликни техиму улғайтиш мәқсәт қилинған. русийә тәрәп полша-украина чеграсидики нуқтиларға һечқандақ һуҗум қилмиди» дейилди.

байанатта, полша таратқулири тарқатқан прзеводов йезисиниң бомба чүшкән җайидики харабилиқ көрүнүшлириниң, русийә қораллири билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқи әскәртилди.

америка пирезиденти җо байдин полша пирезиденти билән көрүшти вә һәмкарлиқтин бешарәт бәрди.

ақсарайниң бу һәқтики байанатида, пирезидент байдинниң тәкшүрүш мусаписидә полшаға һәр түрлүк йардәмни қилишқа тәййар икәнликлирини ейтқанлиқи тәкитлинип: «байдин американиң натоға қәтий садиқ икәнликини йәнә бир қетим тәкрарлиди. икки рәһбәр тәкшүрүш давамлишватқанда, йеқин алақини сақлап қелиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилди» дейилди.

бу җәрйанда, нато полшаға башқурулидиған бомба чүшкәнлики тоғрисида: «бу хәвәрләрни тәкшүрүватимиз, иттипақдишимиз полша билән йеқин кординатсийә һалидимиз» дәп байанат елан қилди.

нато баш катипи столтенберг натониң вәзийәтни көзитиватқанлиқлирини билдүрди.

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел йавропа иттипақиниң полшани қоллайдиғанлиқини әскәртип, полша рәһбәрлири, йавропа иттипақи кеңишииң әзалири вә башқа иттипақдашлар билән зич алақә қиливатқанлиқлирини қәйт қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر